Статья в газете «ІЛЕ ӨҢІРІ – ИЛИ ВАДИСИ».
Қиммәтлик гезитхан! Хәлқимиз арисидин йетилип чиққан кәспий бәстикар, әл сөйгән вә әлни сөйгән даңлиқ нахшичимиз, «Дәрвишләр» топиниң йетәкчиси, аранжировщик, Қазақстан Композиторлар иттипақиниң әзаси Дилмурат Баһаровниң https://www.dilmuratbakharov.kz/ – Уйғур наһийәси,Чонҗа йезисидики «ІЛЕ ӨҢІРІ – ИЛИ ВАДИСИ» җумһурийәтлик иҗтимаий, әдәбий-әхбаратлиқ гезитиниң мухбири Муһидин Розахунов билән болған сөһбәтни диққитиңларға һавалә қилимиз. (Сөһбәт мәзкүр нәширниң 13-август,2021-жилдики №32 санидин елинди).
Һөрмәтлик Дилмурат ака, бүгүнки сөһбитимизни «Дәрвишләрниң» дәсләпки паалийити вә һазирқи иҗадий нәпәси билән башлисақ. Шундақла топ тәркиви билән тонушсақ.
— «Дәрвишләр» топи 1999-жили дәсләп 4 адәм билән қурулди. Топимизниң асасини қурғучиларниң бири, мәрһум Әзиз Мәсимов, композитор Адилҗан Җамбақиев, Райим Һәмраев вә өзәм болдум. 2004-жили биз чоң бир җудалиқни баштин кәчүрдуқ, йәни Әзиз Мәсимов панидин бақиға көз жумди. Әзизниң орнини ритм-гитарист Рустәм Һашимов толуқлаштурди. Униңдин кейин йәнә Ханзат Веләмов топимизға әза болуп бираз ишлиди, һазир «Дияр» топида ишлимәктә. Бүгүнки күндә Райим Һәмраев («Пәрваз» иҗрачилар бирләшмисиниң йетәкчиси ), Ермек Дияров (бас гитарда, өзи атақлиқ музыкант, «JCS», «The magic of Nomad» топида хизмәт қилған), яш сазәндә Руслан Надиров (равап, сазда), барабанда Александр Кузнецов вә дапчи Назим Палтахуновлар билән ишләватимиз.
«Дәрвишләр» дәп қалдуқ, йәни бу қандақ стильдики музыкилиқ топқа ятиду вә «Дәрвишләр» дәп нам таллап елишта немә сәвәп болған?
«Дәрвишләр» фолк-поп жанридики музыкилиқ топтур. «Дәрвиш» сөзниң луғәт бойичә көчмә мәнаси «тәркидуния болуп жут кәзгүчи, җаһан кәчти». Шу җаһан кезиш арқилиқ, улар дайим хушхой жүргән һалда, һечкимгә яманлиқ йәткүзмәй, бәзилири өзлирииң яхши нахша-сазлири билән көпчиликниң көңүлдин чиққан екән. Шу әснада бизму хәлқимизниң көңүлдин чиқиш арқилиқ, сәнъитимизни кәспий дәриҗидә тәрәққий әткүзүш йолида әмгәк қилип келиватимиз.
Миллий чалғу әсваплар арқилиқ 2013-жили көрнәклик сазәндә Виктором Хоменков билән һәмкарликта этно-джазлиқ жанрда «Oriental Express» намлиқ альбом чиқардуқ.
_______
Сәһнидә 20 жилдин ошуқ тамашибинлиримизға хизмәт қилип келиватисиләр. Нурғун йеңи нахшилар дунияға кәлди. Мухлислириңлар көпәйди. Бирақ репертуариңларда техи хәлиқ нахшилирини учратмидуқ. «Дилмурат бу қетим бир түркүм жүрүш нахшилирини тәйярлапту» — дегән йеңилиқни қачан аңлаймиз? Йәни, бу сизгә техи әттигәнму?
— Немишкә йоқ? Бар, репертуаримизниң ахирқи альбомда «Сәрваз» дегән нахшини киргүздуқ. 2006-жили йоруқ көргән «Әссалламму әләйкүм» альбомида «Гүллайим» нахшиси яңриди. Өзәм композитор-нахшичи сүпитидә шуни ейтимәнкин, һәрқандақ сәнъәткар хәлиқ нахшилириға алаһидә диққәт қилиши керәк. Хәлиқ нахшисини тамашибинға елип чиқиш алдида, чоң мәшиқтин өтүш керәк. Үгүниш керәк вә издиниш керәк. Чүнки хәлиқ нахшилири, муқамлиримиз умум музыка сәнъитимизниң томуридур вә асасидур.
Сөзүмни қайтилаймәнкин, хәлиқ нахшилиримиз билән муқамлиримизға алаһидә еһтият қилип үгүнишимиз керәк. Мән нахшичи, ейталаймән дәпла, хәлиқ нахшисини тамашибинға елип чиқиш мениң көз қаришимда бу хата иш. Чүнки, һәр бир муқамлиримиз билән хәлиқ нахшилирида хәлқимизниң чоңқур тарихи вә мәдәнийити ипадиләнгән.
Худайим буйриса, реҗимизда бар, тәйярлаватқан икки-үч хәлиқ нахшисини пат йеқинда тамашибинлиримиз аңлап қалиду дегән үмүттә.
Бәзи нахшичилар нахша мәтинигә көңүл бөлмәйду. Амма нахшида мәзмун болмиса, музыка вайиға йәткүзүлүп иҗат қилинған әһвалдиму бу әмгәкниң беҗирим чиқиши натайин.
— Бу мәсилигә һәқиқий сәнъәткар алаһидә көңүл бөлүши керәк. Шәхсән өзәм бу мәсилигә чоң җавапкәрлик билән қараймән. Әлвәттә, һәммә иҗат қилинған нахшилар утуқлуқ чиқивәрмәйду. Бәзидә шундақ болуп қалиду. Бирақ, һәрқандақ иҗат ишниң арқисида чоң әмгәк бар. Өз иҗадий ишини чин дилидин сөйгәнләр, өз әмгигини яхши билиду. Бирақ һәрқандақ иҗрачи биринчидин болуп өз мухлисини йәни тамашибинни һөрмәт қилиши керәк. Өз мухлисини һөрмәтлигән сәнъәткар, сәһнигә чиқиш алдида көп издиниду.
__________
Пандемиядин илгири «Қазақстанда сәнъәткарлар шоу бизнес, той бизнес даирисидә болуп қалди», дегән пикирләр көп ейтилатти. Сизчә һәқиқий сәнъәткә чин етиқат бағлиған адәм той-төкүндин жирақ болуши керәкму?
— Шуни ейтимәнки, һечкимгә сир әмәс, барлиқ сазәндиләр йәни сәнъәткарларлиримиз асасән той-төкүн, шундақла җәмийәтлик мәдәний иш чариләрдә хизмәт қилип пул тапиду. Сазәндиләрниң мундақ һәрикитидә шәхсән мениң көз қаришимда һечқандақ сәлбий көрүнишләр йоқ вә уларниң той-төкүндә жүрүп хизмәт қилишида иҗадий ишлириғиму һечбир әкс тәсирини яки дәхилини йәткүзмәйду. Һәқиқий иҗат адими у өз алдиға иҗат қилиду, издиниду. Бәзилири ойлиши мүмкин, концертлардин тапавәт барғу дәп. Яқ, бирәр иҗадий топниң тамашибин алдиға чиқип чоң концерт қойиши у көп миқдардики мәбләғни тәләп қилиду. Әнди мән шуни алаһидә қәйт қилимәнкин, тамашибин үчүн йәккә концерт уюштурдиңму, уни өз дәриҗисидә көрситиш керәк. Концерт бәргүчи, тамашибин алдида толуқ җавапкәрлигини жуқури дәриҗидә сезиниши керәк. Сәһнигә вайим йәм чиқиши керәк. Чүнки тамашибин нахшичидин йеңи бир әсәр күтиду вә униң утуғини көргили келиду әмәсму.
Һәрбир сазәндә –нахшичиниң мәхсити һәртүрлик. Бәзиләр өз һүнирини той-төкүнләрдила көрсәтсә, шуниң билән қанаәтлиниду. Милләт үчүн хизмәт қилимән дегүчиләр алдида, җавапкәрлиги жуқури болиду. Чүнки улар өзи таллиған сәнъәттики йоли билән, миллитигә хизмәт қилиши арқилиқ униң һәр дәвиргә нисбәтән тәрәққиятиға үлүш қошқан һалда, хәлқи алдида һөрмәт-еһтирамға еришиду.
Сиз башқуриватқан бу музыкилиқ топ дөләт мәһкимисиниң қаримиғида болмиғанлиқтин, күндилик киримни (тапавәтни) қәйәрдин алисиләр? Топ әзалири қәйәрләрдин айлиқ мааш алиду?
— Һә, тоғра, биз дөләт қармиғидики мәһкимә әмәс. Бизни тәклип қилған һәрқандақ иш-чариләргә рәсмий келишим шәртләр билән баримиз. Чүнки бизниң топ әзалиримниңму өз алдиға аилиси бар, иҗтимаий-ихтисадий мәсилилири бар. Бу мәсиләрнини өз ара диққәтчанлиқ билән қарап, иш елип баримиз.
__________
Кәспий сәнъәткар сүпитидә бүгүнки қазақстанлиқ уйғур эстрадисиға көз қаришиңиз билән баһариңиз қандақ? Шундақла бүгүнки уйғур эстрадисиға немә керәк?
— Шуни бирдинла ейтиш керәкки, хәлқимиз арисида талант егилири йетәрлик. Бәзи бир нахшичиларни атап өтсәмму болиду. Мәсилән, көпкә тонулған, әҗайип талан егиси Санийәм Исмаил, яш талант егиси Пәрһат Молотов, тамашибинлиримизға йеңи исим болған Зулияр Қадиров, Молутҗан Тохтахунов охшаш талантлиқ сәнъәткарлиримиз йетиливатиду. Мән шуни давамлиқ дәймәнкин, музыка йолини таллавалған һәрқандақ талант егилиригә қол учумни беришкә мән тәйяр.Уларниң талантини қоллашқа вә һәртәрәплимә риваҗландурушқа биз тәйяр. Бу сөзни өзлиригиму давамлиқ дәп келимән. Алаһидә ейтишқа тоғра келиду, яшлиримизға билим керәк. Музыкиға иштияқ бағлидиңму, шу саһадиму алий билим елип, кәспий музыкант яки нахшичи болушқа тиришиш керәк. Билимни биринчи орунға қойған һалда, нурғун утуқларға йетәләймиз.
Һәқиқий сазәндиләр билән вә нахшичиларға шуни ейтимәнки, өз миллитиниң сәнъити биләнла чәклинип қалмиши керәк. Қериндаш милләтләрниң музыка сәнъитиниму үгүниш керәк. Һәқиқий иҗат мәйданиға бәл бағлап киримән дегән сазәндә яки нахшичи, билим елип, көп издиниш керәк. Йәни әтраплиқ билим елишқа тоғра келиду. Шу мәсилә уйғур эстрадисида бираз асқап туриду.
________
Қазақ эстрадисидики сәнъәткарлар билән достлуқ мунасивитиңларниң барлиғини билимиз. Шу һәқтә тохтилип өтсиңиз?
— Бизниң қазақ эстрада чолпанлири билән мунасивәтлиримиз һәқиқәтәнму сәмимий. Өзәңларға мәлумки бизниң йеқин ағинимиз Нурлан Абдулин, Қазақстан Хәлиқ артисти Роза Рымбаева, шундақла «Музарт» топи вә башқиму нурғун достлар бар. Улар бизни вә сәнъитимизни жуқури дәриҗидә баһалайду вә һөрмәтләйду. Бизму уларни шундақ қәдир тутимиз.
Бизниң достлуғимизнни бағлаштурған у – музыка. Музыкида йәни сәнъәттә милләт чегариси йоқ. Өзәңлар гувачикин, бизниң концертлиримизда биз билән тәң сәһниләрдә нахша ейтқанлиғини. СССР Хәлиқ артисти Әлибек Динишев бизниң иҗадий топқа өзиниң жуқури баһасини бәргән. Өзгә милләт сәнъәткарлириниң һөрмитигә еришиш үчүн, өз саһариң бойичә тинимсиз әмгәк қилсаң, шу егилигән кәспиң бойичә әтраплиқ билимлик болсаң, шу чағдила өзгиләр сени қәдир тутиду вә сәнъитиңни һөрмәт қилиду.
Миллий театримиз билән мунасивитиңиз қандақ?
«Дәрвишләр» топи қурулмай туруп, мән Уйғур театрида йәни «Нава» вә «Сада» ансамбльлирида ишлидим. Узақ ишлимидим, бирақ театрдин өзәмгә көп пайдилиқ нәрсә алдим дәп һесаплаймән. Йәни Абдрим Әхмәди, Икрам Мәсимов, Нурбүви Мәмәтова вә Азат Бурһанов охшаш кәспий сәнъәткарлар билән биллә ишлигинимгә пәхирлинимән.
Бүгүнки күндә миллий театрмиз өзгәрди. Яш талант егилири йетилип чиқиватиду. Театримизни техи жуқури балдақларға көтүрүшкә һелиму кәч әмәс. Чүнки яш әвлат йетилип келиватиду әмәсму? Театрниң иҗадий ишлириға башқиму кәспий сәнъәткарларни тәклип қилип, театримизниң техиму риваҗлинишиға мүмкинчилик яратсиму болиду. Умум ейтқанда театримизға йеңи көз қараш, йеңи издиниш тәләп қилиниду. Мошу ишлар өз йолини тапса, әлвәттә театримиз техиму чоң утуқларға йетиду дегән сөз.
Шәхсий һаятиңизға мунасивәтлик соаллар билән сөһбитимизни давамлаштурсақ. Дилмурат ака, Худаға ишинәмсиз? Динға болған көз қаришиңиз қандақ?
— Әлвәттә, Худаға ишинимән. Мабада гуманлиқ ишлирим болса Алладин кәчүрүм сораймән. Динимизни һөрмәт қилимән. Дин у аддий бир нәрсә әмәс. Динға әқил билән мунасивәт қилиш керәк. Чүнки, Ислам динимиз әқил егисидур.
__________
Пәрзәндлиримизни уйғур тилида оқутуп тәрбийләшкә қандақ пикир ейтисиз?
— Мән өзәм Яркәнттин болуп, мәктәпни рус тилида тамамлиған. Бирақ биз аилимиздә ана тилда вә бовам-момам тәрәпләргә барғанда уйғур тилда сөзлишәттуқ. Рус тилида оқусамму, ата-анамдин миллий роһта тәрбийә алдим. Бүгүндиму өз өйүмдә балилиримға ана тилда, бәзидә рус тилида муәмилә қилимән. Әлвәттә, биринчидин ана тилни мукәммәл билиш керәк. Андин дөләт тили – қазақ тилини, дуния тилллири қатаридики рус тилиниму өзләштүрүш керәк. Чүнки, бу дәвир тәливидур.
Миллий әдәбиятмиз билән мунасивитиңиз барму? Ана тиллиқ гезит-журналлиримиз билән китаплиримизни оқуп турамсиз? Қайсу язғучиниң иҗадийитини алаһидә баһалайсиз?
Қазақстан уйғур әдәбияти бүгүнки күндиму яхши бир тәрәққият үстидә. Мән өзәм яхши көридиған иҗатарларниң әсәрлирини күзүтип келимән. Мүмкин болса, йеңи әсәрлири билән тонушуп чиқимән. Көрнәклик язғучимиз Дүрнәм һәдә Мәшүрова, қәлими өткүр шаирәмиз Патигүл һәдә Мәхсәтова, Иминҗан Тохтияров, яш шаир Молутҗан Тохтахунов вә йеңидин иҗат мәйданиға қәдәм бесиватқан Камунар Турсуновларниң әсәрлиридин тонушмән. Растимни ейтсам, өзәм кәспим композитор болғанлиқтин «мону әсәрни оқуп чиқтим» — дәп ейталмаймән, әпсус. Гезит-журналларни тор бәтлиридинла оқуп чиқишқа тиришимән.
Йешиңларму хелә бир йәргә берип қалди. Һәр қандақ ишниң давамлаштурғучиси болғини яхши. Шагирт тәйярлаш яки «Дәрвишләрниң» йеңи әвладини йетилдүрүш һәққидә ойлидиңларму?
— Әлвәттә, ундақ ойларму болған. Шагирт тәйярлап яки «Дәрвишләрниң» йеңи әвладини бәрпа қилиш. Биз сәһнидә 22 жил нахша ейтип келиватимиз. Йәниму хәлқимизгә хизмәт қилишқа мүмкинчилигимиз бар. Алла һәммизгә өмүр вә саламәтлик бәрсун. Бүгүнки йетилип чиқиватқан яш сәнъәткарларға йеқиндин ярдимизни берип келиватимиз. Уни көрүватисиләр.
Әнди һәммә нәрсини вақит көрситиду. Һазирчә биз хәлқимизниң хизмитидә.
Дилмурат ака, бүгүнки мәзмунлуқ сөһбитиңизгә рәхмәт.
Сөһбәтләшкән Муһидин РОЗАХУНОВ.
Уйғур наһийәси,
Чонҗа йезиси.