« … Сәнъәт – мени таллиғанмекин»

Жумһурийәтлик  «Іле өңірі – Или вадиси» гезити.

17.11.2022ж. санида йоруқ көргән сөһбәт.

Гезитимиз үчүн мәхсус сөһбәт.

Рейимжан Аблекимоғли Һәмраев —

« … Сәнъәт – мени таллиғанмекин»

Тәржимәһал сәһиписидин: — даңлиқ «Дәрвишләр» топиниң әзаси һәм униң асасчилириниң бири Рейимжан Һәмраев 1965-жили, 5-ноябрьда илгәрки Челәк наһийәсигә қарашлиқ (һазирқи Әмгәкчиқазақ – И.Т.)  қедимий уйғур жутлиридин һесапланған Қаший жути – Байсейит йезисида туғулған. Хошна сабиқ «Челәк» тамака совхози Октябрь йезисидики он жиллиқ билим дәргаһини тамамлиған.  Андин  Алмута шәһиридики Энергетика институтиниң радиотехника вә алақә бөлүмидә тәһсил көргән. Икки жил һәрбий хизмәттә болған. Өйләнгән, икки  пәрзәнти, бир нәвриси бар.

Төвәндә гезитимиз мухбири Иминжан Тохтияровниң Рейимжан Һәмраев билән болған сөһбитини оқурмәнләр диққитигә һавалә қиливатимиз.

И.Т. – Рейимжан, вақтиңниң қислиғини яхши билимән. Шуниңға қаримай биз билән сөһбәтлишишкә разилиқ бәргиниңгә миннәтдарлиқ билдүримән.

Р.Һ – рәхмәт. Ака өзәң яхши билисән, һазирқи технологияләр тәрәққий әткән йәни униңсиз һеч бир иш пүтмәйдиған заманда вақит һәққиқәтәнму қис болуп кетип бариду. Мәсилән, аилә, топ мәшғулати, гастрольлар, мухбирларға сөһбәт бериш, жумһурийитимиз даирисидә өткүзилип туридиған мәдәний чарә – тәдбир, мәрасим… вә һаказилар һәққидә шундақ дейишим мүмкин. Һәттаки өзәмниң мәхсус сайтимда күндилик һаятимизда йүз бериватқан у – бу йеңилиқ, елан, хәвәрләрни йорутуш мәхситидә кечиләп дегидәк компьютер алдида олтиришқа тоғра келиду.

И.Т. – Хәйрият, сөһбитимизни сәнъәт саһасиға қандақ келип қалдиң, — дегән әнъәнивий соалдин башлисақ..

Р.Һ. —  иккимиз бир жутниң пәрзәнтлири болғанлиқтин мениң һаят йолумдин йетүк хәвириң бар, дәп ойлаймән. Шундиму гезит оқурмәнлиригә чүшинишлик болуш үчүн сөһбитимни йеқин өтмүштин, ениғарақ ейтсам балилиқ дәвримдин башлашни орунлуқ көрүватимән. Сәнъәткә болған һәвәс – иштияқим 5-синипта оқуватқан мәзгилдә ойғанған еди. Түрткә болған нәрсә, күнләрниң күнидә йезимиздики Мәдәнийәт өйигә музыка пәни муәллими қәдәм тәшрип қилди. Мәхсәт – сәнъәткә қизиқиши бар балиларни пүвдәп челиш оркестриға қобул қилиш екән. Синақтин сүрүнмәй өткән акам Руслан Һәмраев кейин оркестр тәркивидә ойнайду. Һәптиниң һәр жүмә күни акам билән мәшғулатларға бараттим вә чәттә олтирип оркестр әзалириниң челиш һүнирини күзитәттим. Вақит өтүп Байсейит йезисида «Хошаллиқ» эстрада ансамбли барлиққа кәлди. Униң тәркивидики акамниң орнини (Алмутиға оқушқа кәткәндин кейин – И.Т.) мән толуқтурдим. Вақит өтүп « Хошаллиқ» ансамблиниң даңқи наһийә, вилайәткә пур кәтти. Күндә дегидәк әмгәк вә дәм елиш лагерьлириға, Мәдәнийәт очақлириға, тойларға тәклип қилинаттуқ. Растла, ака шу чағларда, ансамблимиз сениң мәтиниңгә йезилған нахшиларни ижра қилип, әл алқишиға бөләнгини ядиңдиму?..

И.Т. – ядимда. Алла – таалланиң  буйриғиму ижадийәттики һәмкарлиғимиз һеликәм давамлишип келиватиду әмәсму.

Р.Һ. – … Һеликәм десәң, даңлиқ шаир, жутдешимиз Абдумежит ака Дөләтов ядимға келиватиду. Әжайип дилкәш, кичик пейил, йоғанчилиқ дегәнни билмәйдиған талантлиқ шаир едиғу. Топимиз йетәкчиси, композитор Дилмурат Баһаров билән ижадий һәмкарлиқта ишлигән он жилдәк вақит мабайнида иккиси талай нахшиларни яратти, у нахшиларниң һори һеликәм бесилғини йоқ. Әксичә, вақит өткәнсири аммибаплиғи ашмақта. Илаһим, Абдумежит акамниң ятқан йери бейишта, нахшилириниң өмри узақ болғай!

И.Т. – Шундақ қилип, һәрбий сәптиму болдуң?..

Р.Һ – Һә. Һәрбий хизмитимни өтигән жиллардиму музыкидин қол үзгиним йоқ. Һәрбий  қисимдики сәнъәт коллективи тәркивидә өз кәспимни давамлаштурдум.

И.Т. – Шуниң билән …

Р.Һ. – Заман бузулған 90-жиллар. Уйғур театри йенида тәшкил қилинған «Яшлиқ» ансамбли  тәркивидә аһаңрежисери хизмитини мәлум вақит атқуруп, 1992-жилдин кейин аилини асраш зөрүрийити туғулди. Әлдә өзгәртип қуруш дәври башланди. Дуканларниң биридә жүк тошудум, бөлүм башлиғи болдум. Яйма базарда кассетиларни саттим. 1995-жили Адил Жанбақиев, Руслан Тохтахуновлар билән тонушуп қелип, аммибап «АР-клуб» топида ишлидим. Мәзкүр топ мәлум сәвәпләргә бола тариғандин кейин 1999-жили Адил Жанбақиев, мәрһум Әзиз Мәсимовлар қурған «Дәрвишиләр» топиға мени, вақит өтүп бир қанчә конкурсларниң ғалиби, талантлиқ нахшичи Дилмурат Баһаровни тәклип қилди. Бир сөз билән ейтсам, сәнъәт мениң үчүн әмәс, мән сәнъәт үчүн яралғинимни шу чағда бирла һис қилдим.

И.Т. – сәнъәт мухлислириға яхши мәлум «Дәрвишиләр» топи Қазақстандин сирт чәт – әлләрдә өткән конкурс – фестивальларда мукапатлиқ орунларға еришти. Бу һәқтә талай сөһбәт, телекөрситишләр уюштурилди. Мениң пәмимчә, жилларға төлигән бәдәл – тинимсиз әмгәк, ижадий издиниш һесавиға бәлгүлүк чоққини егилидиңлар. Қазақстан эстрадисиниң, жүмлидин уйғур сәнъитиниң даңқини көпчиликкә тонуттиңлар. Соримақчи болғиним, «Дәрвишиләр» билән һәмкарлиқта ишләватқан маңа кейинки вақитларда нурғун соал, миш – миш гәпләр келип чүшти. У Дилмуратниң Уйғур театриға рәһбирий хизмәткә йөткилишигә бағлиқ соаллар. Бу һәқтә немә ейтқан болар едиң.

Р.Һ. – бу хилдики соаллар билән маңиму көплигән тамашибинлар муражиәт қилди. «Дәрвишиләр» тариғини йоқ һәм таримайдудә. Алға қойған мәхсәт, иш – режиләр интайин нурғун. Һәммигә өзәң гувачи, йеңи нахшилар йезиливатиду, клиплар чүшириливатиду. Той – төкүн, концерт, мәдәний чарә – тәдбирләргә давамлиқ тәклип қилиниватимиз. Шуниңдәк йеңи альбом үстидә ишләватимиз. Қисқиси, Дильмурат Баһаров йетәкчилик қилған топ тәркивидики мән, Рустәм Һашимов, Руслан Надиров, Ермек Дияров, Александр Кузнецов вә Назим Палтахуновлар һеликәм ижадий издиништә, тамашибин, әл – жутниң хизмитидә.

И.Т. – бираз жиллар илгири Африка дөлитигә қарашлиқ Мадагаскар арилида зиярәттә болғиниңлардин хәвирим бар. Шу тоғрисида ейтип өтсәң…

Р.Һ. – униң тәпсилати мундақ. Мадагаскарлиқ индус Қазақстандики алий оқуш орунлириниң биридә билим алиду. Бир уйғур қериндешимиз билән бир курста оқуйду. Сөз болуватқан қериндешимиз өткүзгән чариләрниң биригә  Мадагаскарлиқ индусму иштрақ қилип, биз қойған концерттин бәк бәһриман болған көрүниду. Дөлитигә қайтарда «Дәрвишләрниң» барлиқ диск – кассетилирини өз елигә елип кетиду. Шу – шу болдидә, бизни – «Дәрвишләр» топини баяқи курсдеши – қериндешимиз арқилиқ шу яққа өзиниң тойиға мәхсус тәклип билән чақирди. Бардуқ, Шаһзадиниң тойида қойған концертимиз дағ – дуғилиқ қарши елинди. Шундақла вақиттин үнүмлүк пайдилиниш мәхситидә «Сөйгүнамә» нахшисиға клипму чүшәрдуқ. Қизиқ йери, биз бу яқтин көп мөлчәрдә уйғур дописини еливалған едуқ. Уларға соға қилдуқ. Әлвәттә, әстин кәтмәс бу хилдики қизиқ вақиәләр гастрольлуқ сәпәрләр жәриянида интайин көп болди.

И.Т. – йәнә қәйәрләрдә гастрольларда болдуңлар?

Р.Һ. – Биз, зиярәттә – гастрольда болған әлләр, йәрләр әлвәттә нурғун. Шуларниң қатарида Қирғизстан, Өзбәкстан, Түркия, Әзәрбәйджан, Венгрия, Әрәпстан, Таиланд, Гоа  (Индия) қатарлиқ онлиған дөләтләр һәққидә шундақ дейишимиз мүмкин.

И.Т. – Сәнъәт мухлислири арисида « Дәрвишләр» топи уйғурчә нахшиларни немишкә аз ижра қилиду, дегәнгә охшаш соалларму йоқ әмәс.

Р.Һ. – Чүшинишлик. Мухлислиримиз арисида бизни сөйүп, тиңшайдиған, концертлиримизни тәққазилиқ билән күтидиған қазақ, рус, кореец вә башқа милләт вәкиллири көпләп санилиду. Уйғур қериндашларму аз әмәс. Шуңлашқа нахшилиримизни тақәтсизлик билән күтидиған өзгә милләтләрниң роһий – мәнивий услуғини қандуруш нийитидә шу қәдәмгә беришимизға тоғра кәлди. Чүнки, биз көп милләтлик Қазақстанда яшаватимизғу. Бу йәрдә шуниму тәкитләп өтүш лазимки. «Дәрвишләр» репертуарида Абдумежит Дөләтов, өзәң вә яш шаир Молутжан Тохтахунов мәтинлирини язған нахшилар мениңчә хелила көп қисимни тәшкил қилидиғанлиғини әскә алғинимиз хоптур. Тамашибинларға берәр жававим мана мошу.

И.Т. – силәр билән қоюқ мунасивәттә ишләватқан йәнә қайсу шаирларниң исмини атиған болар едиң?

Р.Һ. – Қазақ тилидики мәтинләрни Шөмишбай Сариев, Абдрахман Асылбеков охшаш атақлиқ шаирлар йезип берәтти. Бу икки әдип бақилиқ болуп кәткәндин кейин йеңи исимларни издәштүриватимиз. Русчә мәтингә болса кона достлиримизниң бири Алексей Маклайға муражиәт қилимиз.

И.Т. – хәлитқ арисида һазир биздә немә тола – өзгә тилда нахша ейтидиған ижрачилар тола, дегән гәпләрниму аңлап қалимиз…

Р.Һ. – бу соалға мениң пикрим төвәндикичә. Әдәбият, сәнъәтни сөйгән шәхс яман күндә қалмайду. Мән шундақ ойлаймән. Мисалға, әдәбият, сәнъәт – у өмүр, сөйгү – муһәббәт, аң – сәвийә, көз қарашниң кәңийишигә йол ачидиған амил. Йәниму чоңқурирақ қилип ейтсақ, кимлигиңни өзгиләргә тонутидиған муһим васитә. Дуния миқиясиға исимлири кәң тонуш мәрһум Мурат Насиров, шундақла Дилназ Әхмәдиева, опера ижрачиси Зулияр Қадировлар чоң сәһниләргә чиқиш арқилиқ тамашәбинларға биринчи нөвәттә өзлириниң уйғурлиғи билән тонулғанлиғини һеч ким йоққа чиқиралмиса керәк, дәп ойлаймән. Сәнъәттә чегарә йоқ, демәкчи һәммини вақит бәлгүләйдиғу.

И.Т. – иш – паалийитиңлардин қисмән болсиму хәвәрдар болдуқ. Гезитимиз оқурмәнлиригә ейтар тилигиң…

Р.Һ. – Алди билән «Іле өңірі – Или вадиси» гезитиниң өткән жилниң бешидин Жумһурийәтлик мәртивигә егә болғанлиғи билән топимиз намидин  сәмимий тәбрикләймән һәм алқишлаймән. Ейтмақчи, гезитиңларға муштири топлашқа аит өз сайтлиримизда еланларни бериш арқилиқ мунасип үлүш қошуватқанлиғимизни мәмнунлуқ илкидә тилға алғум келиду. Сөзүмниң ахирида ейтарим, гезит хадимлириға ижадий издиниш, утуқ, аилисигә хатиржәмлик тиләймән.  Оқурмәнлириңлар  көп болсун. Муһими, өзимиз  яшаватқан Қазақстан диярида тиничлиқ, еғиз бирлик, паравәнлик  орун алсун!

И.Т. – Қиммәт вақтиңни бөлүп, сөһбәт бәргиниңгә көптин – көп рәхмәт. Силәргиму ижадий утуқ тиләймән!

Сөһбәтләшкән: Иминжан Тохтияров.

Оставить комментарий

Официальный сайт группы Дервиши. Все права защищены 2012-2019.